Мәзмунға өтүш

МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТНИ ӨЗГӘРТИДУ

Һәқиқий байлиқни таптим

Һәқиқий байлиқни таптим
  • Туғулған жили: 1968

  • Дөлити: Америка Қошма Штатлири

  • Қисқичә мәлумат: бай болуш һәққидә дуа қилған тиҗарәтчи

ӨТМҮШТИКИ ҺАЯТИМ

 Мән Нью-Йорк штатидики Рочестер шәһиридә католиклар аилисидә туғулуп, чоң болдум. Ата-анам сәккиз йешимда аҗришип кәтти. Шуңа, һәптә арилиғида апамниң аддийғинә өйидә, дәм елиш күнлиридә дадам билән байлар туридиған районда тураттим. Апамниң алтә пәрзәнтини беқиш үчүн бешиға чүшкән җапа-мәшәққәтләрни көрүп, мән бай болған болсам, аиләмгә ярдәм берәләттим дәп арман қилаттим.

 Дадам һаятимда мувәппәқийәт еришишимни халиғач, меһманхана тиҗарити билән бағланған бир даңлиқ оқуш орниға әвәтти. Алий оқуш маңа яқти вә мән оқушқа чүштүм. Мана, әнди Худа мениң бай болуш тоғрисидики дуалиримға җавап бәрди дәп ойлаттим. Бәш жил мабайнида мәзкүр билим дәргаһида меһманхана ишини жүргүзүш, тиҗарәтчилик һоқуқи вә мәбләғни башқурушни үгиништин башқа, йәнә Лас-Вегас шәһиридики меһманханиниң казиносида ишлидим.

Иш-хизмитимгә қимар ойнашқа кәлгән бай кишиләргә мулазимәт қилиш киргән

 22 яшта мән меһманханидики казинода вице-президентниң ярдәмчиси болдум. Мән әң мәззилик таамларни йәп, әң қиммәт баһалиқ шарапни ичип, баяшат турмуш кәчүргинимдин һузур алаттим. Хизмәтдашлирим маңа: «Билип қой, дунияда әң муһим нәрсә — пул»,— дәп ейтатти. Уларниң ейтишичә, пул һәқиқий бәхитниң сири еди.

 Иш-хизмитимгә Лас-Вегасқа қимар ойнашқа кәлгән бай кишиләргә мулазимәт қилиш киргән. Улар бай болушиға қаримастин, раса бәхитсиз көрүнәтти. Мәнму өзүмни бәхитсиз һис қилишқа башлидим. Бай болуп кәтсәмму, хатирҗәм әмәс едим вә кечичә уйқум қечип, зади ухлалмайдиған болдум. Һәтта яшиғум кәлмәйду дегән ойға кәлдим. Мошундақ һаят тәрзим һәққидә ойлинип, Худадин: «Һәқиқий бәхитни нәдин тапалаймән?»— дәп сорап жүрдүм.

МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТИМНИ ӨЗГӘРТТИ

 Тәхминән шу вақитта Йәһва гувачиси болған икки һәдә-сиңлим Лас-Вегасқа көчүп кәлди. Гәрчә уларниң әдәбиятлирини рәт қилған болсамму, улар билән биллә өзүмниң Муқәддәс китавимни оқушни яқтурдум. Муқәддәс китавимда Әйса Мәсиһниң сөзлириниң һәммиси қизил рәң билән бәлгүләнгән еди. Һәдә-сиңлим мениң үчүн Әйсаниң сөзлири муһим екәнлигини чүшәнгәч, асасән бу һәққидә параңлаштуқ. Униңдин башқа, мән өзүм Муқәддәс китап оқушни башлидим.

 Мана әнди көзүм ечилғандәк болди! Мәсилән, Әйса мундақ дегән: «Дуа-тилавәт қилғанда, бутпәрәсләрдәк қуруқ гәпләрни тәкрарлавәрмәңлар. Улар гәпни тәкрарлавәрсәк Худа тәливимизни иҗавәт қилиду, дәп ойлиса керәк» (Мәтта 6:7, ҺЗ). Бир чиркодики хизмәтчиниң маңа Әйсаниң сүритини бәргәнлиги есимгә чүшти. У әгәр сән шу сүрәткә қарап дуа қилсаң вә он қетим бу дуани тәкрарлисаң, Худа халиғиниңчә пулни бериду дәп ейтти. Мән: «Әшу сөзләрни он қетим қайтилавәрсәм, бу Әйсаниң әмригә қариму-қарши болмамду?»,— дәп ойлинип қалдим. Йәнә бир чүшәнмигән йерим, Әйсаниң «йәр йүзидә һеч қандақ кишини һөрмәтләп “атам” демәңлар, чүнки пәқәт бирла Атаңлар бар. У болсиму асмандики Атаңлардур» дегән сөзлирини оқуғандин кейин, мениңдә «Немишкә мән вә башқа католиклар роһанийлиримизни ата дәп чақиримиз?» дегән соал туғулди (Мәтта 23:9).

 Муқәддәс китапта Яқуп язған айәтләрни оқуғинимда, һаят тәрзим һәққидә чоңқур ойлинип қалдим. Яқуп 4-бапта мундақ дәп йезилған: «Бу дуния билән достлишишниң әмәлиятта Худа билән дүшмәнлишиш екәнлигини билмәмдиңлар? Әгәр силәр бу дунияни дост тутмақчи болсаңлар Худаниң дүшминигә айлинисиләр» (Яқуп 4:4, ҺЗ). Бирақ бу баптики 17-айәт маңа көпирәк тәсир қилди. У йәрдә: «Яхши ишни билип туруп қилмиғанлар гуна қилған болиду» (Яқуп 4:17, ҺЗ). Кейин һәдә-сиңлимға телефон қилип, меһманханидики казино билән бағланған һәрқандақ ишларни ташлап кәтмәкчи болғанлиғимни ейттим, чүнки бу, шу җүмлидин қимар оюнлири вә ачкөзлүк, маңа тоғра кәлмәйду дәп чүшәндим.

«Муқәддәс китапта Яқуп язған айәтләрни оқуғинимда һаят тәрзим һәққидә чоңқур ойлинип қалдим»

 Худа, ата-анам, қериндашлирим билән болған мунасивитимни яхшилитишни халидим. Шуниң үчүн Худа вә йеқинлирим билән көпирәк вақит өткүзүш үчүн мән турмушимни аддийлаштурушни қарар қилдим. Бирақ бу асанға чүшмиди. Мәсилән, бирнәччә қетим мән меһманхана вә казино билән бағланған ишта техиму мувәппәқийәт қазинишқа тәклип қилинған. Әгәр мән буни қобул қилған болсам, мениң бар байлиғим бурунқиға қариғанда икки-үч һәссә көпәйгән болатти. Бирақ мән бу һәққидә дуа қилип, бундақ һаят тәрзи маңа тоғра кәлмәйду дегән хуласигә кәлдим. Ишни ташлидим, апамниң өйигә көчүп, гаражни яшаш үчүн макан-җайға айландурдум вә ресторанлар үчүн меню ясайдиған кичик тиҗарәт билән шуғуллинишни башлидим.

 Гәрчә Муқәддәс китап арқилиқ мениң һаятимда немә муһимирақ екәнлигини чүшәнсәмму, бирақ Йәһва гувачилириниң учришишлириға барғум кәлмәтти. Һәдә-сиңлим мениңдин немишкә барғум кәлмәйдиғанлиғини сориған. «Мән силәр билән Рождество вә туғулған күнләрдила биллә болуш мүмкинчилигим бар, бирақ силәр у күнләрни өткүзмәйсиләрғу!» дедим. Һәдәм көз яш қилип: «Башқа күнлири сән нәдә жүрисән? Биз кам дегәндә һәр күни сениң билән болушқа тәйярмиз. Бирақ сән болсаң, мәйрәм күнлиридила бизгә келишкә тәйяр»,— дәп ейтти. Униң сөзлири бешимғә бир қапақ су қуйғандәк болди вә мәнму жиғлап кәттим.

 Пикримниң натоғра екәнлигини чүшинип, Йәһва гувачилири аилилирини яхши көридиғанлиғи билән келиштим. Шуңа, Ибадәт өйидә өтидиған учришишқа беришни қарар қилдим. У йәрдә Муқәддәс китапни яхши чүшәндүридиған Кевин билән тонуштум вә у мениң билән үгинишни башлиди.

 Кевин аяли билән башқиларға Муқәддәс китапни чүшинишкә ярдәм бериш үчүн көпирәк вақит өткүзгәч, өз һаятини аддийлаштурди. Улар Йәһва гувачилириниң филиаллири қурулушиға қатнишиш үчүн пул жиғип Африка вә мәркизий Америкиға барған. Улар интайин хошал болған вә бир-бирини қаттиқ яхши көргән. Уларға қарап: «Мениңму дәл шундақ яшиғум келиду»— дәп ойлинишқа башлидим.

 Бир күни Кевин маңа миссионер болуп хизмәт қилиш қанчилик хошаллиқ әкелидиғанлиғини көрситидиған видеони қоюп бәрди. Мәнму бундақ йолда меңишни қарар қилдим. 1995 жили Муқәддәс китапни алтә ай ичидә тәтқиқ қилғандин кейин Йәһва гувачиси сүпитидә чөмдүрүлүштин өттүм. «Қилмиғайсән гадай яки байму мени» дегән сөзләргә мас дуа қилишни башлидим (Пәнд-нәсиһәтләр 30:8).

ҚАНДАҚ ПАЙДА АЛДИМ?

 Һазир мән һәқиқәтән баймән. Мениң байлиғим маддий әмәс, роһий. Мән Гондураста сөйүмлүк аялим Нурияни учраттим вә биз той қилдуқ. Биз иккимиз башта Панамида, һазир болса, Мексикида миссионер болуп хизмәт қилимиз. Муқәддәс китапта йезилғандәк, «[Йәһва] бәрикитигә һеч бир җапа-мәшәққәт қошмас» дегән сөзләрниң һәқ екәнлигигә көзүм йәтти (Пәнд-нәсиһәтләр 10:22).