Мәзмунға өтүш

Йәһва гувачилирида аяллар вәзә қиламду?

Йәһва гувачилирида аяллар вәзә қиламду?

 Һә. Йәһва гувачилириниң һәммиси, униң ичидә бир нәччә миллион аялларму, вәзә қилиду. Муқәддәс язмиларда алдин-ала: «Уни [хуш хәвәрни] җар қилғучи қиз-аяллар немә дегән зор бир қошундур» дәп йезилған (Зәбур 68:11).

 Йәһва гувачилири тәшкилатидики аяллар Муқәддәс китапта тилға елинған аялларниң үлгисигә тәқлит қилиду (Пәнд-нәсиһәтләр 31:10–31). Гәрчә улар җамаәттә башчилиқни қолға алмисиму, вәзилик хизмәткә паал қатнишиду. Балилириғиму Муқәддәс китаптики принципларни үгитиду (Пәнд-нәсиһәтләр 1:8). Ейтқан сөзлири билән иш-һәрикәтлири үлгилик болуши үчүн Гувачи аяллар тиришчанлиқ билән күч чиқириду (Титқа 2:3–5).