Мәзмунға өтүш

Йәһва гувачилири мәлум фильмлар, китаплар яки нахшиларни мәнъий қиламду?

Йәһва гувачилири мәлум фильмлар, китаплар яки нахшиларни мәнъий қиламду?

 Яқ, мәнъий қилмаймиз. Тәшкилатимиз җамаәттики қериндашларға қандақ фильмлар, китаплар яки нахшилардин нери болуш керәклигини кәскин ейтмайду. Немә үчүн?

  Муқәддәс Язмилар һәрбир адәмни яхши билән яманни пәриқ қилиш үчүн, «уқумини әмәл арқилиқ» үгитишкә дәвәт қилиду (Ибранийларға 5:14).

  Муқәддәс Язмиларда оюн-тамашилар түрини таллиғанда мулаһизә қилишқа ярдәм беридиған асасий принциплар йезилған. a Һаятимизниң һәммә саһалирида болғандәк, оюн-тамашилар түрини таллиғандиму, «Худаға яқидиған нәрсиләргә көз йәткүзүңлар» дегән мәслиһәткә қулақ салимиз (Әфәсликләргә 5:10).

  Муқәддәс язмиларда йезилғинидәк, аилә башчисиниң бәлгүлүк бир дәриҗидә һакимийити бар, шу сәвәптин у аилә әзалириға қандақ оюн-тамашиларни рухсәт қилиш-қилмаслиғини қарар қилалайду (Коринтлиқларға 1-хәт 11:3; Әфәсликләргә 6:1–4). Лекин башқа вәзийәтләрдә җамаәттики қериндашларға мәлум бир фильмларни көрүшни, нахшиларни тиңшашни, китапларни оқушни мәнъий қилишқа һечкимниң һоқуқи йоқ (Галатилиқларға 6:5).

a Мәсилән, Муқәддәс язмиларда җинкәшлик, җинсий әхлақсизлиқ яки зораванлиққа үндәйдиған һәрқандақ нәрсә әйиплиниду (Қанун шәрһи 18:10–13; Әфәсликләргә 5:3; Колосилиқларға 3:8).