Мәзмунға өтүш

Немишкә Йәһва гувачилири ибадәт қилғанда, чапрасни ишләтмәйду?

Немишкә Йәһва гувачилири ибадәт қилғанда, чапрасни ишләтмәйду?

 Көп адәмләр чапрасни мәсиһий дуниясиниң алаһидә бәлгүси дәп билиду. Йәһва гувачилири мәсиһийләр болсиму, ибадәт қилғанда чапрасни ишләтмәйду. Немә сәвәптин?

 Биринчи сәвәп – Әйса пәйғәмбәр чапраста өлмигән. Муқәддәс язмиларда униң аддий түврүктә өлгини йезилған. Иккинчи сәвәп – Муқәддәс язмилар: «Бутпәрәсликтин қечиңлар!», – дәп җиддий агаһландуриду, демәк ибадәт қилғанда чапрасни ишлитиш бутқа ибадәт қилиш билән баравәр (Коринтлиқларға 1-хәт 10:14; Йоһанниң 1-хети 5:21).

 Әйса: «Әгәр бир-бириңларға меһир-муһәббәтлик болсаңлар, силәрниң мениң шагиртлирим екәнлигиңларни һәммиси тонуйду», – дәп, муһим мәсилигә диққәт ағдурди (Йоһан 13:34, 35). Буниң билән Әйса пәйғәмбәр һәқиқий әгәшкүчилириниң алаһидә бәлгүси – чапрасни яки қандақту бир бәлгүни ишлитиш әмәс, бәлки, пидакар меһир-муһәббәтни көрситиш екәнлигини ейтқан.