Зәбур 83:1—18

Асавниң нахшиси. 83  Худайим! Теч турмиғина, Һәммигә Қадир, Һәрикәтсиз қалмиғина.   Чүнки дүшмәнлириң чуқуришип, Саңа өчләр баш көтиришмәктә.   Улар хәлқиңгә қарши қәстлик ясап, Сән таллиғанларға қарши Мәслиһәт қуруватиду.   Улар: «Келиңлар, берип уларни хәлиқләр Һесавидин қирип ташлап, Ираилниң исмини Башқа әскә салғузмайли!»— дәватиду.   Бир дилдин реҗиләрни қуруп, Саңа қарши иттипақ бәрпа қилди:   Едум вә исмаиллиқлар кәнтлири, Моаб вә агарилиқлар чедирлири,   Гебал, Аммон һәм Амаләк, Филистийә Тир турғунлири билән.   Ассурму уларға қетилди, һәммәйлән Лут Оғуллириға күч-қувәт болди. (Селаһ)   Уларға Мадианға қилғанни қилғин. Сисара һәм Йабинға Кишон Өстиңидә қилған һәрикитиңни.  10  Улар Ендорда уҗуқтурулуп, Йәр үчүн қиғ болғанди.  11  Улар билән атақлиқ шәйхләр Ориб вә Зиб, Уларниң даһилири Зебей вә Салман Билән қилған ишиңни әмәлгә ашурғина.  12  Чүнки улар шундақла: «Худаниң Йезилириға егә болайли!»— дегәнди.  13  Тәңрим, улар чаңдәк өзлирини Һис қилсун, шамал чачқан самандәк.  14  От орманни көйдүргәндәк вә Өрт тағни қақас қилғандәк,  15  Уларни Өзәңниң шувурғини вә Өзәңниң Җудуң-чапқуни билән дәһшәткә кәлтүргинә.  16  Йәһва, уларни уятқа қоюп, улар, Рәббим, Сениң исмиңни Издәйдиған болсун!  17  Улар шәрмәндигә чөмүп, мәңгү абройи төкүлсун. Мәсхирә болушуп, пәсәйсун!  18  Инсанлар шуни билсунки, исми Йәһва атақлиқ Сән җаһанниң бирдинбир Илаһидур!

Изаһәтләр