Мәзмунға өтүш

Әйса немә сәвәптин Худаниң Оғли дәп атилиду?

Әйса немә сәвәптин Худаниң Оғли дәп атилиду?

Муқәддәс китапта немә ейтилиду?

 Муқәддәс китапта Әйса пат-пат «Худаниң Оғли» дәп атилиду (Йоһан 1:49). «Худаниң Оғли» дегән ибарә Худа Һаятниң Мәнбәси екәнлигини вә һәммини, шу җүмлидин Әйсани, яратқанлиғини тәстиқләйду (Зәбур 36:9; Вәһий 4:11). Муқәддәс китапта Худаниң адәмләргә охшаш удул мәнада бала тапқанлиғи ейтилмиған.

 Муқәддәс китапта пәриштиләр «Худаниң оғуллири» дәп аталған (Аюп 1:6). Шундақла Язмиларда Адәм атиму «Худаниң оғли» екәнлиги йезилған (Луқа 3:38). Лекин Әйса Худаниң әң биринчи вә ялғуз Өзи яратқан тунҗа мәвҗудати болғачқа, Муқәддәс китапта у Худаниң йеганә Оғли дәп аталған.

 Әйса йәргә адәм болуп келиштин бурун асманда яшиғанму?

 Һә. Әйса йәргә келиштин бурун асманда роһий шәхс болған. У өзи һәққидә: «Мән... асмандин чүштүм»,— дегән (Йоһан 6:38; 8:23).

 Худа Әйсани һәммә мәвҗудатлардин авал яратқан. Муқәддәс китапта Әйса тоғрилиқ мундақ йезилған:

  •   «У — пүткүл мәвҗудатлар тунҗиси» (Колосилиқларға 1:15).

  •   У «Худаниң мәвҗудатиниң башланмиси» (Вәһий 3:14).

     «Чиқишлири қедимдин тартип, йәни әзәлдин тартип болған еди» дегән пәйғәмбәрлик сөзләр Әйсаниң һаятида әмәлгә ашқан (Мика 5:2; Мәтта 2:4—6)

 Әйса йәргә келиштин илгири асманда немә қилған?

 Әйса асманда жуқури дәриҗигә егә болған. Әйса: «Атам, дуния яритилиштин авал Сениң йениңда болған шан-шәрипим билән мени мәдһийилигинә»,— дәп дуа қилғанда, өзиниң дәриҗиси тоғрилиқ ейтқан (Йоһан 17:5).

 Әйса Атисиға, башқа һәммә нәрсиләрни яритишқа ярдәм бәргән. Әйса Худаниң алдида «уста һүнәрвәндәк» болған (Пәнд-нәсиһәтләр 8:30). Әйса тоғрилиқ Муқәддәс китапта: «Униң васитиси билән асмандики вә йәрдики... һәммиси униң арқилиқ һәм униң үчүн яритилғандур»,— дәп ейтилған (Колосилиқларға 1:16).

 Худа Әйса арқилиқ һәммини, шу җүмлидин асмандики пәриштиләрни вә йәрдики адәмләрни яратти (Вәһий 5:11). Худаниң Әйса билән һәмкарлишип биллә әмгәк қилғанлиғини архитектор билән қурулушчиниң биллә әмгәк қилғанлиғи билән селиштурушқа болиду. Архитектор бенаниң лайиһисини ойлап тапиду, қурулушчи болса, уни әмәлгә ашуриду.

 Әйса Сөз болған. Муқәддәс китапта Әйсаниң йәргә келишидин бурун асмандики һаяти тоғрилиқ йезилған. Әйса «Сөз» дәп аталған (Йоһан 1:1). Демәк, Худа Оғли арқилиқ башқа мәвҗудатларға Өзиниң хәвирини йәткүзгән вә йол-йоруқ бәргән.

 Шундақла Әйса Худаниң хәвирини адәмләргә йәткүзүп, йәрдә Йәһваниң вәкили сүпитидә хизмәт қилған. Йәһва Худа Ерәм беғида Адәм ата билән Һава аниға йол-йоруқ бериш үчүн Әйса арқилиқ сөзлигән болуши мүмкин (Яритилиш 2:16, 17). Бәлким, исраиллиқларни чөл-баяванда йетәклигән пәриштә Әйса болған. Исраил хәлқи униң авазиға қулақ селиш керәк еди a (Чиқиш 23:20—23).

a Йәһва Худа өз хәвирини пәқәт Әйса арқилиқ йәткүзмигән. Мәсилән, У башқиму пәриштиләр арқилиқ Өз хәлқигә қанунларни бәргән (Әлчиләр 7:53; Галатилиқларға 3:19; Ибранийларға 2:2, 3).