Мәзмунға өтүш

Йәһва гувачилири мәсиһийләрму?

Йәһва гувачилири мәсиһийләрму?

 Һә. Бундақ дейишимизниң сәвәплири төвәндә кәлтүрүлгән:

  •   Биз Әйса пәйғәмбәрниң тәлимлиригә вә үлгисигә тәқлит қилишқа тиришимиз (Петрусниң 1-хети 2:21).

  •   Пәқәт Әйса пәйғәмбәрниң васитиси арқилиқ қутқузулушқа еришәләйдиғинимизға һәм «асман астида адәмләргә берилгән башқа һеч исим йоқ» екәнлигигә ишинимиз (Әлчиләр 4:12).

  •   Адәм Йәһва гувачиси болғанда, у Әйса Мәсиһниң намида чөмдүрүлиду (Мәтта 28:18, 19).

  •   Биз Әйса Мәсиһ арқилиқ дуа қилимиз (Йоһан 15:16).

  •   Әйса Башчи екәнлигигә, һәм униңға инсанийәт үстидин һакимдарлиқ берилгинигә ишинимиз (Коринтлиқларға 1-хәт 11:3).

 Амма биз өзлирини мәсиһийләр дәп атайдиған көплигән башқа динлардин пәриқлинимиз. Мәсилән, Әйса Мәсиһ Үчбирлик худаниң қисми әмәс, бәлки Муқәддәс китапта йезилғандәк, у Худаниң роһий Оғли екәнлигигә ишинимиз (Марк 12:29). Биз әрваларниң мәвҗутлиғиға, Худа адәмләрни мәңгү дозақ отида азаплайду дегән тәлим Муқәддәс язмиларға асасланғанлиғиға вә диний паалийәтләрдә рәһбәрлик қилидиған адәмләр өзлирини башқилардин жуқурилитидиған унванларға егә болуш керәклигигә ишәнмәймиз (Вәз 9:5; Әзәкиял 18:4; Мәтта 23:8–10).